әнглийә айал падишаһи аләмдин өтти

әнглийә айал падишаһи 2 – елизабет 96 йешида аләмдин өтти.

1877726
әнглийә айал падишаһи аләмдин өтти
kralice elizabeth II.jpg
elizabeth.jpg
Kraliçe Elizabeth'in oğlu Charles.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә хан җәмәтиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, айал падишаһ елизабетниң, шотландийәдики балморал қәләсидә вапат болғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «айал падишаһ елизабет, бүгүн чүштин кейин балморал қәләсидә һузур ичидә аләмдин өтти.»

айал падишаһ елизабетниң мейитиниң бүгүн пайтәхт лондонға елип берилидиғанлиқи билдүрүлди.

1926 – йили 21 – апрел күни лондонда дунйаға кәлгән елизабет, 1952 – йили 6 – феврал күни дадиси вапат болғандин кейин, айал падишаһ болған, 1953 – йили 2 – ийун күни рәсмий мурасим арқилиқ таҗ кийгәниди.

у, уда 70 йил һакимийәт йүргүзүп, «әнглийә тарихидики әң узун тәхттә олтурған һөкүмдар» унваниға еришкәниди.

йәнә бир тәрәптин, айал падишаһ 2 – елизабетниң вапатидин кейин, 73 йашлиқ оғли чарлес тәхткә олтуруп, әнглийә падишаһи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر