ирақта даешниң һуҗумида 5 әскәр өлди

ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумида бир полковникни өз ичигә алған бәш әскәр һайатидин айрилди.

2139151
ирақта даешниң һуҗумида 5 әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида көрситилишичә, террорлуқ тәшкилати даеш ирақниң салаһидин шәһиридики бир һәрбий нуқтиға һуҗум қилған.

һуҗумда полковник халид наҗи висақ қатарлиқ көплигән әскәрләр һайатидин айрилған.

байанатта һайатидин айрилған әскәрләрниң сани һәққидә ениқ мәлумат берилмигән.

бихәтәрлик мәнбәлири йәрлик бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда байанатлирида мундақ дегән:

 «террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумида полковник висақ қатарлиқ 5 әскәр һайатидин айрилди, бәзи әскәрләр йариланди.»


خەتكۈچ: #һуҗум , #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر