фон дер лейен: путин бомбардиманни тохтатса, сөһбәтләр башлиниду

йавропа комиссийони рәиси урсула фон дер лейен, русийә пирезиденти виладимир путин украинани бомбардиман қилишни тохтатқан күнниң әртисила тинчлиқ сөһбәтлирини башлашқа болидиғанлиқини ейтти.

2139306
фон дер лейен: путин бомбардиманни тохтатса, сөһбәтләр башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламентиниң сайлам сәпәрвәрлик хизмәтлири даирисидә италийәниң пайтәхти римда зийарәттә болуватқан фон дер лейен, италийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири антонийо таҗани билән көрүшти.

италийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, фон дер лейен учришишта, 2022-йили 2-айдин буйан давам қиливатқан русийә-украина уруши тоғрисида тохтилип: «әгәр путин бомбардиман қилишни тохтатса, әртисидин башлапла тинчлиқ сөһбәтлирини башлашқа болиду. әмма тинчлиқ мусаписини украиналиқлар башқуруши керәк. бундақ қилиш уларниң һоқуқи» дегән.

йавропа иттипақи комиссийони рәиси фон дер лейн, өзлириниң иккинчи дунйа урушидин кейин (1939-1945) тинчлиқ түзүми орнатқанлиқлирини, русийәниң болса, униңға җәң елан қилғанлиқини оттуриға қойған.

шуниң билән бир вақитта, фон дер лейен йашлар билән учришиш орунлаштурған җайға йетип чағда, 10 кишилик бир гуруппаниң «номус қилиңлар», «әркин пәләстин» дәп шоар товлап, наразилиқ билдүрүшигә учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر