германийә баш министири олаф шолз: «русийә әмдиликтә ишәнчлик сода һәмраһи әмәс»

олаф шолз «русийә әмдиликтә ишәнчлик сода һәмраһи әмәс» деди вә дөлитини росийәниң тәбиий газиға тайиништин қутулдуруш үчүн тиришиватқанлиқини ейтти.

1871288
германийә баш министири олаф шолз: «русийә әмдиликтә ишәнчлик сода һәмраһи әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири сколз монтреалға қилған үч күнлүк зийаритиниң биринчи күнидә канада баш министири җастин трудо билән көрүшти.

учришишта олаф шолз русийәниң тәбиий газиға тайинишни түгитиш вә йеңи енергийә мәнбәсигә еришиш үчүн күчиниң йетишичә тиришиватқанлиқини билдүрди.

олаф шолз русийәниң ишәнчлик сода һәмраһи әмәсликини тәкитләп, әслидә русийәниң мәвҗут болмиған техникилиқ сәвәбләрни баһанә қилип, йавропаға тәбиий газ йәткүзүш нисбитини азайтқанлиқини ейтти.

у йәнә, канаданиң йешил һидроген тәрәққийатиға нисбәтән асаслиқ рол ойнаватқанлиқини әскәртип, бу саһәдики һәмкарлиқни күчәйтәлигәнлики үчүн хушаллиқ һес қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر