антонй блинкен украинада зийарәттә болди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен 2022-йили февралдин буйан русийә билән җәң қиливатқан украинани қоллайдиғанлиқини намайан қилиш үчүн, йәнә бир қетим украина пайтәхти кийевда зийарәттә болди.

2139453
антонй блинкен украинада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антоний блинкен иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп, дөлитиниң украинани қоллайдиғанлиқини тәкитлиди вә учурида: «мән бүгүн русийәниң таҗавузчилиқиға қарши әркинлик күришини давамлаштуруватқан украинани қоллаш ирадимизниң тәврәнмәйдиғанлиқини намайан қилиш үчүн кийевға қайттим» дегән ибариләргә орун бәрди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер министир блинкенниң учурини нәқил кәлтүрүп, блинкенниң кийевда украина пирезиденти володимир зеленский вә башқа йуқири дәриҗилик рәһбәрләр билән көрүшидиғанлиқини ейтти.

миллер министир билинкенниң украиналиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән американиң йеңи бихәтәрлик вә иқтисадий йардәмлири арқилиқ украина иқтисадини әслигә кәлтүрүш тиришчанлиқиниң тәсирлирини музакирә қилидиғанлиқини билдүрди.

русийә йеқинқи күнләрдин буйан украинаниң шималидики харкивға қаратқан һуҗумлирини күчәйтип, районни йәнә бир қетим қизиқ линийәгә айландурғаниди.

русийә армийәси йеқинқи бир нәччә күн ичидә харкив районидики 10 нәччә олтурақ районни қолға киргүзүвалған, украина русийәниң күнсери күчйиватқан һуҗумлириға қарши туруш үчүн, ғәрбтин һәрбий йардәмни күчәйтишни тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر