кийев районида 410 кишиниң җәсити тепилди

украина пайтәхти кийевниң русийә армийәсидин азад қилинған җайлирида 410 пуқраниң җәситиниң тепилғанлиқи билдүрүлди.

1806730
кийев районида 410 кишиниң җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиши ирина венедиктова (İrina Venediktova) русийә армийәсидин азад қилинған кийев районида 410 пуқраниң җәситиниң тепилғанлиқини уқтурди.

у твиттерда елан қилған байанатида, русийә армийәсидин азад қилинған кийев райониниң һәр қайси җайлрида издәш-қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини әскәртти вә бу хизмәтләргә әдлийә тәптиш хадимлири, партлатқуч мадда мутәхәсссислири, издәш-қутқузуш хадимлири, әдлийә дохтурлири вә мутәхәссислириниң қатнашқанлиқини қәйт қилди.

у кийев әтрапидики азад қилинған туралғу җайлирида 410 пуқраниң җәситиниң тепилғанлиқини әскәртип: «кийев райониниң азад қилинған җайлирида русийәниң рәһимсизләрчә өткүзгән уруш җинайәтлириниң интайин муһим испатлири бар. бу йәр, бизниң земинлиримизда бу җинайәтләрни өткүзгәнләрни җазалаш үчүн һөҗҗәтләндүрүлүши керәк болған бир җәһәннәмдур» деди.

у вәқәниң гуваһчилири вә зийанкәшликкә учриғучиларни тепиш хизмәтлири, һәмдә җинайәтниң фото-сүрәт вә видеолирини топлаш хизмәтлириниңму давамлишиватқанлиқини тәкитлиди.

бу җәрйанда, украина баш тәптиш мәһкимиси байанат елан қилип, русийә армийәсиниң бомбардиманлирида 869 мәктәпниң бузғунчилиққа учриғанлиқини, буларниң ичидә 83 мәктәпниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини билдүрди.

байанатта йәнә, русийә уруш башлиған 24-февралдин (2022) бүгүнгичә 161 кичик балиниң җенидин айрилип, 264 кичик балиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر