америкада владимир путинға уруш җинайити делоси турғузушни тәстиқлиди

америка кеңәш палатаси русийә пирезиденти владимир путинға уруш җинайити делоси турғузушни өз ичигә алған қанун лайиһиәсини тәстиқлиди.

1796416
америкада владимир путинға уруш җинайити делоси турғузушни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қанун лайиһәси русийәниң украинада өткүзгән уруш җинайити үстидин тәкшүрүш елип беришни өз ичигә алиду.

җумһурийәтчиләр партийәсиниң кеңәш палата әзаси линдсей грахамниң рәһбәрликидики 20 дин артуқ кеңәш палата әзасиниң имзаси билән, кеңәш палатасиниң омумий мәҗлисигә сунулған бу қанун лайиһәси путинни уруш җинайәтчиси дәп тәриплигәнлики биләнму һәмминиң диққитини тартти.

омумий кеңәштә ағзаки аваз бериш арқилиқ мақулланған вә чәкләш күчигә игә болмиған бу қарар лайиһәсидә йәнә, «путинниң буйруқи билән украинаға һуҗум қилған русийә армийәсиниң уруш җинайити садир қилғанлиқи вә хәлқара органларниң буларни тәкшүрүши керәклики» тәкитләнди.

украина урушида русийәгә қарши бирликтә һәрикәт қилған җумһурийәтчиләр партийәси вә демократчилар партийәсиниң кеңәш палата әзалири, мәзкур қанун лайиһәсини толуқ қоллиди.

русийә қисимлири 24-февралда украинаға уруш башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر