алҗирийә баш министири түркийә-африқа һәмкарлиқиға йуқири баһа бәрди

алҗирийә баш министири әймән бин абдурахман түркийә-африқа һәмкарлиқиниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн барлиқ зөрүр шараитларниң һазирланғанлиқини ейтти.

1749498
алҗирийә баш министири түркийә-африқа һәмкарлиқиға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бин абдурахман истанбулда өткүзүлгән 3-нөвәтлик түркийә-африқа һәмкарлиқ йиғинида нутуқ сөзлиди.

баш министир бин абдурахман: «һәм 2008-йили өткүзүлгән башлиқлар йиғинидин буйанқи күчәйгән сийасий ирадә нуқтисидин  һәм 2063 - йиллиқ нишанға қарап мәзмут қәдәмләр билән илгириләватқан африқа қитәсидики иқтисадий тәрәққийат амиллири нуқтисидин бу һәмкарлиқниң мувәппәқийити үчүн керәклик пүтүн имканийәтләр мавҗут» деди.

бин абдурахман алҗирийә болуш сүпити билән түркийә-африқа һәмкарлиқини қоллайдиғанлиқини вә уни хәлқниң арзусиға мас келидиған сәвийигә йәткүзүш үчүн тиришидиғанлиқини тәкитләп, «алҗирийәниң бу һәмкарлиқни қоллиши؛ бизму бир парчиси болған вә тәрәқиқйати үчүн бошашмай тиришқан қитәмизни бир йәргә қәм қилғанлиқидиндур. түркийә билән болған йүзләрчә йиллиқ тарихқа игә өтмүшимиз, ортақ тарихимиз, мәдәнийәт вә иҗтимаий мунасивитимиздиндур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر