австрийәдә баш министири себастийан курз вәзиписидин истипа бәрди

австрийәдә «парихорлуқ, чириклик вә әмәлини қалаймиқан ишлитиш» җинайити билән тәкшүрүливатқан баш министир себастийан курз вәзиписидин истипа бәрди.

1717259
австрийәдә баш министири себастийан курз вәзиписидин истипа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий оңчил австрийә хәлқ партийәсиниң рәиси себастийан курз мухбирларни күтүвелиш йиғинида, нөвәттики һөкүмәтниң шерики болған йешиллаәр партийәсиниң униң билән һәмкарлиқни давамлаштурушни халимиғанлиқини, әмма йуқум, иқтисадий вәзийәт вә йеңи қарарларниң йолға қойулуши үчүн дөләтниң муқимлиққа еһтийаҗи барлиқини ейтти.

курз йешиллар партийәсиниң бу позитсийәсидин кейин, һөкүмәтниң хизмитини давамлаштурушни тәләп қилғанлиқини вә мәвҗут ташқи ишлар министири александер шалленбергни баш министирликкә тәвсийә қилғанлиқини билдүрди.

шалленбергниң муһим сийасийон икәнликини тилға алған курз, өзиниң болса, партийә рәһбири вә партийә парламент башлиқи сүпитидә парламенттики күришини давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

йешиллар партийәсиниң рәһбири вернер коглер түнүгүнки байанатида, курз билән йолни давамлаштурушни халимайдиғанлиқини, бирләшмә һөкүмәтниң мәсулийәтни үстигә елип, баш министирлиққа йеңи бир кишини тәвсийә қилиши керәкликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر