хитайда техи 2018-йили ишқа кириштүрүлгән йеңи меһманхана бинаси өрүлүп чүшти

хитайниң җйаңсу өлкисигә қарашлиқ суҗу шәһиридә бир меһманхана бинаси өрүлүп чүшүп, 8 киши қаза қилди.

1674456
хитайда техи 2018-йили ишқа кириштүрүлгән йеңи меһманхана бинаси өрүлүп чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: суҗу шәһиридики меһманхана бинаси харабилики астида қапсилип қалғанларни қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.

хитай җидди әһвалларни бир тәрәп қилиш министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, издәп қутқузуш әтрити районға әвәтилгән вә һазирғичә 8 кишиниң җәсити тепилған.

байанатта 14 кишиниң меһманхана бинаси харабилики астидин қутқузувелинғанлиқи лекин 9 кишидин техчә  хәвәр йоқлуқи уқтурулди.

54 йатақлиқ меһманханиниң 2018-йили ишқа кириштүрүлгән йеңи бина икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر