пәләстин б д т ни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини исраилийәниң ғәззә райони, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә қуддуста давамлаштуруватқан һуҗумлирини тохтитиши үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди.

1639718
пәләстин б д т ни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә, пәләстин хәвәр агентлиқи (вафа) ға бәргән байанатида, мундақ деди: «ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида ишғал күчлири тәрипидин садир қилиниватқан қанлиқ қәтлиамлардин сирт йәнә, йәһудий көчмәнләрниң 1948 – йилқи терротерийәләрдә пәләстин хәлқигә қарши елип бериватқан ирқчилиқ һуҗумлирини қаттиқ әйибләймән.»

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасниң йолйоруқиға асасән, исраилийәниң бу һуҗумлири сәвәбидин исраилийә үстидин хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әрз сунулидиғанлиқини ейтқан иштиййә, (русийә, америка қошма иштатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ваә йавропа иттипақидин ибарәт) оттура шәрқ 4 тәрәп гуруһиниму, ишғалниң ахирлишиши вә пайтәхти қуддус болған мустәқил пәләстин дөлитиниң қурулуши билән нәтиҗилинидиған сийасий һәл қилиш йолиниң ечилиши үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر