йәмәндә иттипақдаш күчлири сана қатарлиқ шәһәрләргә һава һуҗуми елип барди

йәмәндә сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири пайтәхт санани өз ичигә алған 5 шәһәргә 40 һава һуҗуми елип барди.

1598332
йәмәндә иттипақдаш күчлири сана қатарлиқ шәһәрләргә һава һуҗуми елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: иран қоллаватқан һусийларға аит «‹әнсаруллаһ› тори» ниң  бир хәвпсизлик мәнбәсигә асаслинип хәвәр қилишичә,  һусийларниң контроллуқидики пайтәхт сана, садә, замар, мәғриб вә җәвф шәһәрлиригә 40 һава һуҗуми елип берилған.

хәлқара җәмийәт вә хәлқаралиқ тәшкилатлар сүкүт қиливатқан бу һуҗумларниң, йәмәндә сүркилишниң барғансери җиддийлишиватқанлиқиниң аламити икәнлики әскәртилгән хәвәрдә, һусийларниң бу һуҗумларға җаваб қайтуруш һоқуқиниң барлиқи илгири сүрүлди.

йеқиндин буйан, һусийлар билән һөкүмәт күчлири оттурисида мәғриб шәһиридә тоқунушлар қойуқлишиватқан бир пәйттә, сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлириниңму һусийларға қарита һава һуҗумлири давамлашмақта.

бу тоқунушлар йүз бәргән пәйтләрдә, һусийларниңму  бомба қачиланған учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ сәуди әрәбистанниң түрлүк районлириға һуҗум қиливатқанлиқи көрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر