дунйада йуқумланғанлар сани 110 милйон 800 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 454 миң 216 дин, йуқумланғанлар сани 110 милйон 929 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 85 милйон 871 миңдин ашти.

1586800
дунйада йуқумланғанлар сани 110 милйон 800 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 505 миң 309 киши җенидин айрилған америкада, йуқумланғанлар сани 28 милйон 523 миң 520 дин ашти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 454 киши җенидин айрилди, 12 миң 57 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 119 миң 387 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 4 милйон 83 миң 242 гә йәтти.

вухән вируси ваксинасиниң биринчи қетимлиқини әмләткәнләр 16 милйон 423 миңға йәтти. булардин 573 миң 724 кишигә иккинчи қетимлиқ ваксина әмләнди.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 347 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 94 миң 887 гә чиқти. охшаш вақитта, 13 миң 762 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 765 миң 412 гә чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 271 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 83 миң 393 кә чиқти. охшаш вақитта, 22 миң 501 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 536 миң 648 гә чиқти.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 388 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 66 миң 704 кә чиқти. охшаш вақитта, 14 миң 515 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 121 миң 687 гә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, йеқинқи 24 саәттә 85 киши җенидин айрилди, 13 миң 745 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 156 миң 123 кә, җәмий йуқумланғанлар сани 10 милйон 963 миң 394 кә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 13 миң 220 киши җенидин айрилған, 657 миң 453 киши йуқумланған ирақта, әнглийәдә көрүлгән йеңи түр вухән вирусиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

ирақниң кәркүк районида сиртқа чиқиш чәкләнди, қарар бойичә, җүмә, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири кочиға чиқиш толуқ бир күн, башқа күнләр икки һәптә бойичә кәчтә 20:00 дин әтигән саәт 05:00 кичә иҗра қилиниду.

пәләстин ички ишлар министирлиқи вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләрниң йәкшәнбә (2021-йили 21-феврал) дин башлап бошитилидиғанлиқини елан қилди. ғәззә вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида 2 миң 155 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 193 миң 418 киши йуқумланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر