америка: вашингтон - әнқәрә оттурисида ортақ пайдилар бар

америка қошма иштатлири вашингтон билән әнқәрә оттурисида ортақ пайдиларниң барлиқини билдүрди.

1581298
америка: вашингтон - әнқәрә оттурисида ортақ пайдилар бар

 түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «түркийә билән ортақ муһим нуқтилиримиз мәсилисидә һәмкарлиқ тоғрулуқ издиниватимиз, һәмдә һәр бир иттипақдишимизға охшашла ихтилаплиримиз тоғрисидиму әнқәрә билән давамлиқ дийалог өткүзүватимиз.»

у, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқида өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, күнтәртипкә мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә тохталғанда, түркийәниң америка қошма иштатлириниң узақ мәзгиллик вә натодики қиммәтлик иттипақдиши икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийә билән бизниң оттуримизда, сүрийәдики урушқа хатимә бериш, терроризмға қарши күрәш қилиш вә райондики йаман нийәтлик унсурларни бир тәрәп қилишни өз ичигә алған көплигән ортақ пайдилиримиз бар. әнқәрә һалқилиқ мәсилиләрдә шималий атлантик әһди тәшкилати линийәсини бойлап һәрикәт қилған, түркийә билән бизниң мәнпәәтлиримизни қоғдиған тәқдирдә, кишилик һоқуқ вә қанунниң үстүнлүкини өз ичигә алған қиммәт қаришимизда чиң туралишимиз мумкин.»

у йәнә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң, алдимиздики күнләрдә түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән телефонда көрүшидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر