трампни «дөләт мәҗлиси бинасиға бесип кериш җинайәтчиси» дәп бекитиш тәләп қилинмақта

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп 6-йанвардики «дөләт мәҗлиси бинасиға бесип керишниң биваситә җавабкари» дәп әйибләнди.

1576354
трампни «дөләт мәҗлиси бинасиға бесип кериш җинайәтчиси» дәп бекитиш тәләп қилинмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бу әйибнамә келәр һәптә кеңәш палатасида башлинишиеһтималлиқи болған «әйибләш соти» дин илгири аммиға елан қилинди.

америка таратқулирида хәвәр қилинға  әйибнәмиләргә асасланғанда, доналд трамп дөләт мәҗлисигә қилинған қанлиқ һуҗумда «аммини исйанға күшкүртүш» вә кейинки йүз бәргән зораванлиқниңму «бивастә җавабкари» дәп әйибләнгән.

кеңәш палатасидики «әйибләш соти» да, траппни әйипләш мупәттиши ролиға игә демократчи палата әзалири тәййарлиған әйибнамидә,  тирампниң асасий қанунға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн «җинайәтчи» дәп бекитилип рәсмий әйиблиниши керәклики оттуриға қойулди.

әйибнамидә: «пирезидент трампниң һәрикитини қобул қилғили болмайдиғанлиқи очуқ ашкара җакарлиниши лазим. униң қилмиши асасий қанунлуқ дөләт системимизға вә биз қоғдаватқан асаслиқ әркинликләргә тәһдит салди» дегән ибарәиләргә алаһидә орун аҗритилди.

трампни «рәсмий әйибләш соти»ниң  вақит җәдвилигә асасланғанда, мәзкур әйибнамигә қарши трампниң адвокатлириниңму мудапиәнамә тәййарлиши вә һәптә бешиғичә палатаға шуниши мөлчәрләнмәктә.

бир сақчини қошқанда, җәмий 5 киши қаза қилған дөләт мәҗлиси  бинасиға бесип кериш делосида «топилаңға қутратқулуқ қилиш» билән әйиблигән әйибләш маддиси 14-йанварда авам палатасида қобул қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر