русийә ливийәдә җәң қилдуруш үчүн сүрийәлик йалланма әскәрләр билән содлишишни башлиди

сүрийәдә әсәд һакимийитини қоллаватқан москва, ливийәдә дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң лидери хәлифә һафтәрни сүрийәлик йалланма җәңчиләр арқилиқ күчәйтишни пиланлимақта.

1412791
русийә ливийәдә җәң қилдуруш үчүн сүрийәлик йалланма әскәрләр билән содлишишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, русийәлик йуқири дәриҗилик бир қомандан вә униң һәмраһлиқидики бир һәйәт, 24 – апрелдин буйан дәра вилайитидә әсәд һакимийитигә йаллинип җәң қиливатқан қораллиқ унсурлар билән бир қатар учришишларни өткүзүп, улар билән ливийәгә берип һафтәр сепидә уруш қилиши бәдилигә айлиқ 1000 доллардин пул беридиғанлиқи тоғрисида муддитини узартишқа болдииған үч айлиқ келишим имзалаш тәклипини оттуриға қойған؛ бу тәклипкә бир қисим йалланма әскәрләр қарши чиққан болсиму, йәнә бир түркүмлири келишимни қобул қилған.

тәклипни қобул қилғанлар нөвәттә дәрада техиму көп йалланма әскәр топлаш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә икән.

русийәдин мааш алидиған бу унсурлар, қисқа вақит ичидә сүрийәдики русийә газармилирида тез тәрбийәләштин өткүзүлгәндин кейин ливийәгә әвәтилидикән.

русийә, өткән айда сүрийәниң исраилийә чеграсидики кунәйтра вилайитидә әсәд һакимийити үчүн җәң қиливатқан 300 – 400 әтрапида йалланма әскәр билән келишим түзгәниди.

руслар билән айлиқ миң доллар мааш үчүн уруш қилидиғанлиқини қобул қилған  кунәйтралиқ йалланма әскәрләр, пат йеқинда сүрийәдә давамлишиватқан мәшиқләрни ахирлаштуруп һафтәр сәплиригә қетилидикән.

һафтәр сәплиридә русийәлик йалланма әскәрләр, судандин елип берилған «җанҗавид» қораллиқлири вә чадлиқ қораллиқ исйанчиларға охшаш нурғун чәт әллик җәңчиләр бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر