иран чүшүрүветилгән украина айропилани тәкшүрүши даирисидә бәзи кишиләрни назарәт астиға алди

иран әдлийәси байанатчиси ғулам һусәйин исмаили, украина һава йоллири ширкити йолучилар айропиланиниң чүшүрүветилишигә мунасивәтлик тәкшүрүш даирисидә бәзи кишиләрниң назарәт астиға елинғанлиқини билдүрди.

1340565
иран чүшүрүветилгән украина айропилани тәкшүрүши даирисидә бәзи кишиләрни назарәт астиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: иран әдлийәси байанатчиси ғулам һусәйин исмаили пайтәхт теһранда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, айропиланниң қара қутисиниң фирансийәгә әвәтилгәнликини ейтти вә сөзини давамлаштуруп, айропиланниң чүшүрүветилишигә алақидар тәкшүрүшниң башланғиниға 72 саәт болғанлиқи, бу җәрйанда бәзи кишиләрниң назарәт астиға елинғанлиқи һәққидики учурларни ортақлашти.

байанатчи исмаили йәнә, әнглийәниң теһранда турушлуқ баш әлчисиниң намайишларға иштирак қилиши вә у йәрдә фото – сүрәт тартишини «қобул қилишниң қәтий мумкин әмәслики»ни сөзлиригә илавә қилди.

у, хәлқара қанунда бу хил кишиләрниң «халанмиған адәм» дәп елан қилинидиғанлиқини вә хәлқниң әнглийә баш әлчисиниң чеградин қоғлап чиқирилишини күтүватқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر