пәрвиз мушәррәфкә берилгән өлүм җазасиниң қанунларға уйғун болмиғанлиқи билдүрүлмәктә

пакистан җумһурийәт баш мупәттиши әнвәр мәнсур хан сабиқ пирезидент пәрвиз мушәррәфкә берилгән өлүм җазасиниң қанунларға уйғун болмиғанлиқи сәвәбидин һөкүмәтниң бу қарарға қарши алий сотқа әрз сунса болидиғанлиқини ейтти.

1325727
пәрвиз мушәррәфкә берилгән өлүм җазасиниң қанунларға уйғун болмиғанлиқи билдүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: җумһурийәт баш мупәттиши мәнсур хан чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида, «мушәррәфкә дөләт асасий қануниға бинаән өзини ақлаш, пакит вә шаһит сунуш һоқуқи берилмиди. өзини видеолуқ ақлаш тәлипиму рәт қилинди» деди.

вәтәнгә хийанәт қилш билән әйибләнгәнләрни сот қилиш қаидә пиринсиплири даирисидә, сотқа чиқирилиши керәкликини тәкитлигән мәнсурхан, «мушәррәфкә 2007йилидики қарарини мақуллашта һәмдәм болғанларниң тәкшүрүшкә киргүзүлмигәнлики талаш тартиш йараттти» деди.

өлүмгә һөкүм қилиш қарариниң мушәррәфниң йоқ йеридә елинғанлиқниңму қанунларға хилап икәнликини тәкитлигән мәнсур хан, «мән бир баш мупәттиш болуш сүпитимиз билән кишиләрни әмәс, қанунни қоғдаймән» деди. 

мәнсурхан мушәррәф һәққидә вәтәнгә хийанәт қилиш әйибнамисиниң сабиқ ички ишлар министири тәрипидин тәййарланғанлиқини, бирақ асасий қанунға бинаән баш министир вә министирлар кабентиниңму бу хил җинайәтләргә қарита сотқа әрз сунуш һоқоқи барлиқи һәққидә мәлумат бәрди. 

пәрвиз мушәррәф 1999йили һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш арқилиқ вәзипигә олтурған вә 2001йилида рәсмий йосунда пирезиднтлиқ вәзиписини тапшуруп алған иди.

мушәррәф 2007йили вәзипә өтәш муддитиниң узартилишиға наразилиқ билдүрүлгәндин кейин, дөләт асасий қанунини тоңлитип қойуп, дөләттә миқйасида җиддий һаләт елан қилған иди.

аридин бир йил өткәндин кейин, парламентқа мушәррәфни вәзиписидин елип ташлаш қанун тәклипи сунулғанда, вәзиписдин истепа бәргән вә 2013йилида дөләт асасий қанунини айақ айти қилиш вә вәтәнгә хийанәт қилиш билән әйиблинип дело турғузулған иди.

шуниңдин кейин давамлиқ қайтиланған сот вә кечиктүрүлгән дело һәққидә, 17 - декабирда һөкүм чиқирилип, пәрвиз мушәррәфкә өлүм җазаси бериш қарари мақулланған иди.

пәрвиз мушәррәф 2016йилидин буйан давалиниш үчүн дүбәйдә йашимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر