җонсон парламентқа хитаб қилди

әнглийә баш вәзири борис җонсон муддәттин бурун өткүзүлгән омумий сайламдин кейин шәкилләнгән парламентқа тунҗи қетим хитаб қилди.

1325649
җонсон парламентқа хитаб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинда өткүзүлгән сайламда әнглийә парламентиниң 650 орундуқлуқ төвән қанити авам палатасиға 365 парламент әзасини киргүзәлигән җонсон, хитабида мундақ деди: «силәр қандақ ойлаватисиләр, билмәймән, бу йәрдә болмиғанларғиму биһөрмәтлик қилишни халимаймән, әмма мениңчә бу парламент алдинқисиға қариғанда нәччә һәссә йахши. парламентимиз җүмә күни дөлитимизниң йавропа иттипақидин айрилишиға алақидар қанун лайиһәси һәққидә музакирә елип бариду. ишинимәнки, хәлқимизниң парламенти болған бу йеңи парламентимиз йавропа иттипақидин айрилиш нишанимизни ишқа ашуриду. андин нөвәт, сәһийә системиси, маарип, бихәтәрлик қатарлиқ хәлқ әң көңүл бөлидиған мәсилиләрни һәл қилиш йолида қәдәм ташлашқа келиду.»

шотландийә районлуқ һөкүмитидин кәлгән йеңи мустәқиллиқ хәлқ райини синаш  тәләплири тоғрилиқму тохталған җонсон, мундақ дәп көрсәтти: «мәнму, бу парламентниң шан – шәрәплик әзалириму шуниңға қәтий ишинидуки, дөлитимизни парчилаш чақириқлириға қәтий қарши туримиз. есил пәзилитимиз вә һөрмитимизни чөридигән һалда  һәмкарлиқ сепини  техиму мустәһкәмләш вә бирликимизни қоғдаш парламентимизниң мәңгү баш тарталмайдиған муқәддәс бурчидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر