ирандики намайишларда миңдин артуқ киши тутулди

иранда бензин баһасиниң өстүрүлүшигә қарши өткүзүлгән намайишларда тәхминән миң киши тутулди.

1308106
ирандики намайишларда миңдин артуқ киши тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: иранда бензинниң баһасиниң %300 өстүрүлүши сәвәбидин җүмә (15-нойабир) башланған намайишлар түнүгүн (17-нойабир) му давам қилди.

иранниң теһран, тәбриз, мәшһәд, аһваз, испаһан, йәзд, кирман вә кәрәч қатарлиқ шәһәрлирини асас қилған һалда 1080 нуқтида намайиш өткүзүлди.

намайишлар җәрйанида, 100 дин артуқ банка вә 50 дин артуқ дуканға от қойуп берилгәнлики илгири сүрүлди. вәқәләрдә, тәхминән миң намайишчиниң сақчилар тәрипидин тутулғанлиқи қәйт қилинди. нурғун шәһәрләрдә йүз бәргән вәқәләрдә, намайишчилар вә сақчилардин өлгән һәмдә йариланғанларниң барлиқи билдүрүлди.

тәбриз универстетидиму йүзләрчә оқуғучи топлинип бензин баһасиниң өстүрүлүшигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилди.

иран дөләт хәвпсизлик алий кеңиши намайишлар сәвәбидин интернетни тақаш қарари алди. буниңдин башқа, пайтәхт теһранниң әң ават һесаблинидиған мәркәзлиридин теһран чоң базирида бәзи дуканлар ечилмиди.

иранда бензин баһаси айлиқи бир литердин 60 литерғичә 1000 түмәндин 1500 түмәнгә؛ аптомобил бешиға бир ай ичидә 60 литердин артуқ бензин сетивелинған тәқдирдә бир литери 3000 түмәнгә өстүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر