америка парис қолтуқиға қошун әвәтиду

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири марк еспер сәуди әрәбистан билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң тәлипигә бинаән парис қолтуқиниң һава мудапиәси үчүн қошун әвәтидиғанлиқлирини җакарлиди.

1273690
америка парис қолтуқиға қошун әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири:  еспер, ақсарайда сәуди әрәбистанниң арамко ширкитиниң нефит муәссәсәлиригә қилинған һуҗум мәсилиси тоғрулуқ өткүзүлгән бихәтәрлик йиғинидин кейин, америка қошма иштатлири баш иштаб башлиқи генерал җузеф дунфорд билән бирликтә өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, барлиқ дәлил - испатларниң арамко ширкитиниң нефит муәссәсәлиригә қилинған һуҗумниң җавабкариниң иран икәнликини көрситидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, хәлқара җәмийәтниң хәлқаралиқ әһдинамиләр вә қанун – бәлгилимиләрни қоғдаш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.

у , сәуди әрәбистан билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң өзлириниң муһим ул әслиһә қурулушлирини қоғдиши үчүн хәлқаралиқ йардәм тәләп қилғанлиқини, бу мәқсәттә пирезидент трампниң районға қошун әвәтиш қарарнамисини тәстиқлиғанлиқини қәйт қилди.

америка қошма иштатлири баш иштаб башлиқи генерал җузеф дунфорд болса, парис қолтуқиға әвәтилдиған қошунниң парис қолтуқини мудапиә қилиш хизмити өтәйдиғанлиқини әскәртти.

сәуди әрәбистанниң миллий нефит ширкити арамкоға аит икки муәссәсәниң өткән шәнбә күни кечиси шу җай вақти саәт 4 тә қораллиқ учқучисиз һава аппаратиниң һуҗумиға учриғанлиқи, һуҗум нәтиҗисидә бу муәссәсәләрдә от апити йүз бәргәнлики билдүрүлгәниди. йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар, адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән бу һуҗумларни 10 данә қораллиқ учқучисиз һава аппарати арқилиқ елип барғанлиқлирини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر