америка конгерәсиниң мусулман айал әзаси венезуела сийаситигә қарши чиқти

америка конгрәсиниң йағлиқ чегидиған тунҗи мусулман әзаси илхан өмәр: «венезуеладики вәзийәт наһайити хәтәрлик. пирезидент трамп һөкүмити бу вәзийәтни техиму йаманлаштуруватиду. биз урушни әмәс, дипломатийәни қоллишимиз лазим» деди.

1194144
америка конгерәсиниң мусулман айал әзаси венезуела сийаситигә қарши чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: америка конгерәсиниң тунҗи мусулман айал әзаси илхан өмәр твиттерда учур һәмбәһирләп, венезуеладики һәрбий-сийасий өзгириш һәрикитигә болған наразилиқини ипадилиди. у американиң бурун қилғиниға охшаш, урушқа қарши чиққучиларға, «диктатор йантайақчиси» вә «әркинлик дүшмини» дегәндәк «марка» ларни чаплиғанлиқини әскәртип: «бундақ тийатир тексти ирақта көрүлгән. венезуеладики вәзийәт наһайити хәтәрлик. пирезидент трамп һөкүмити бу вәзийәтни техиму йаманлаштуруватиду. биз урушни әмәс, дипломатийәни қоллишимиз лазим» деди.

венезуелада 2019-йили 23-йанвар күни өзини «вақитлиқ пирезидент» дәп елан қилған хуән гуайдо 24-апрел (җүмә) твиттерда тарқатқан үч минутлуқ ведиода, хәлққә вә әскәрләргә кочиларға чиқип намайиш қилишни чақириқ қилған иди.

венезуела дөләт мудапиә министири владимир падрино лопезму твиттерда байанат елан қлип, һәрбий өзгиришкә қарши туридиғанлиқлирини билдүргән вә: «биз қораллиқ күч болуш сүпитимиз билән, асасий қанун-түзүмни қоғдашқа қәсәм қилдуқ. хаинларчә қилинған һәрбий өзгиришкә қарши тәййармиз. һәрбий қисимларда алаһидә әһвал йоқ, һәммиси қоманданлириниң буйруқи астида туруватиду» дегән иди.

америка һөкүмити хуән гуайдо вә тәрәпдарлириниң һәрбий өзгириш қозғаш һәрикитини қоллайдиған байанатларни елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر