салиһи, йадро келишими вә токйо - теһран мунасивәтлири тоғрисида тохталди

иран атом енергийәси оргини башлиқи әли әкбәр салиһи, йадро келишиминиң бикар қилинишиниң мөлчәрлигүсиз дәриҗидә район вә хәлқаралиқ ақивәтләрни елип келидиғанлиқини ейтти.

1097149
салиһи, йадро келишими вә токйо - теһран мунасивәтлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: әли әкбәр салиһи, йапонийәниң кйодо хәвәр агентлиқиниң, белгийәниң пайтәхти бирйусселда давамлишиватқан иран - йавропа иттипақи әмәлдарлириниң йадро сөһбәтлири вә йапонийә – иран мунасивәтлиригә даир соаллириға җаваб бәрди.

у, йапонийәниң, вашингтон даирилириниң теһранға қаратқан бир тәрәплимә ембаргоси түпәйли иран мәсилисидә еһтийатчанлиқ билән һәрикәт қиливатқанлиқини, шундақтиму, токйо һөкүмитиниң америка алдидики сәзгүр орнини чүшинидиғанлиқлирини әскәртти.

йапонийәни сәһийә лазимәтликлири вә пән – техника дегәндәк америка ембаргосиниң сиртидики саһәләр бойичә һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирған салиһи, «йапонийәниң мустәқил рол ойниғанлиқини көрүшни халаймиз. йапонийә халиса, техиму көп ишларни қилалайду. америкилиқлар билән һечбир алақиси йоқ саһәләр бар, лекин, йапонлар иран мәсилисидә адәттин ташқири еһтийатчанлиқ билән һәрикәт қилмақта» деди.

салиһи, америка ембарголириға қаримай, йапонийәниң иран билән йадро бихәтәрлики мәсилисидә һәмкарлиқини давамлаштуруватқанлиқини сәкәртип, «йапонлар, йадро бихәтәрлики саһәсидики хизмәтлирини һәрқандақ шараитта давамлаштурушта чиң турмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

америка май ейида чекинип чиққан йадро келишиминиң муһапизәт қилиниши үчүн хәлқара җәмийәт билән өткүзүлүватқан сөһбәтләр тоғрисидиму тохталған салиһи, учришишларниң иҗабий кәйпийат ичидә илгириләватқанлиқини, иранни америка ембарголиридин қоғдап қалидиған «пул төләш» механизмасиниң йолға қойулушидин үмидвар икәнликини билдүрди.

у, йадро келишимини бикар қилиниш еһтималлиқи тоғрисидиму тохтилип, «келишимниң бикар қилинишиниң ақивитиниң қандақ болидиғанлиқини һәммәйләнгә, һәтта өзимиз, хәлқара җәмийәт вә районға нисбәтән мөлчәрлигили болмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر