пакистанда пирезидентлиқ сайлиминиң дәсләпки нәтиҗилири елан қилинди

пакистанда түнүгүн (4-сентәбир) парламентларда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида, пакистан адаләт һәрикити (PTI) партийәсиниң намзати ариф алви рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда әң йуқири авазға еришкән.

1043744
пакистанда пирезидентлиқ сайлиминиң дәсләпки нәтиҗилири елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: 4-сентәбир пакистан парламентиниң икки қанити билән төт иштат парламентида өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң аваз санаш ишлири башланған болуп, рәсмий болмиған нәтиҗиләрдә көрситилишичә, федератсийә парламентиниң йуқири-төвән икки қанитида 430 беләт ташланған. ариф алви 212 авазға еришип, биринчи орунда турған.

өктичиләрниң ортақ намзати болған мәвланә фазлурраһман 131 авазға, пакистан хәлқ партийәсиниң намзати аитзаз аһсана 81 авазға еришкән. ариф алви синдиһдин башқа төт иштаттиму биринчи орунда турған.

пакистан таратқулири ғәйри рәсмий нәтиҗиләргә асасән ариф алвиниң йеңи пирезидент болғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни елан қилишқа башлиди. бу һәқтики хәвәрләрдә, ариф алвиниң пирезидентлиққа сайланғанлиқи вә сайлинишқа йетәрлик болған 236 авазға, федератсийә парламентиниң икки қанити вә белуҗистандинла алғанлиқи билдүрүлди.

пакистандики мәвҗут сийасий қурулмиға асасланғанда, пирезидент сайлими үчүн федератсийә парламентиниң икки қанити вә төт иштат парламентида аваз ташлиниду.

пакистан пирезидентиниң вәзипә өтәш муддити бәш йил болиду. йеңи пирезидент 9-сентәбир вәзипә өтәш муддити тошидиған мәмнун һүсәйиндин вәзиписини тапшурувалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر