америка бирмалиқ һәрбий әмәлдарларға ембарго қойушни қарар қилди

америка араканлиқ мусулманларға қилинған инсан һәқлири дәпсәндичилик қилмишлирида роли болған бирмалиқ әмәлдарларға ембарго қойушни қарар қилди.

1034820
америка бирмалиқ һәрбий әмәлдарларға ембарго қойушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка бирмада араканлиқ мусулманларға қилинған инсан һәқлири дәпсәндичилик қилмишлирида баш рол ойниған бирма һәрбий әмәлдарлириға ембарго қойушни қарар қилди.

хәзинә ишлири министирлиқи  тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, аракан өлкисидә мусулманларға қилинған инсан һәқлири дәпсәндичилик қилмишлири вә садир қилинған җинайәтләрдә чоң роли болған бирма армийәсидин 4 қомандан вә 2-қуруқлуқ армийәсиниң барлиқ хадимлириға ембарго йолға қойушни қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлүшичә, бирма армийәсиниң һәрбий һәрикәтләр қоманданлиқиниң сабиқ башлиқи генерал ахуң кийав зав, ғәрбий район қоманлиқиға қарашлиқ 15-дивизийә қомандани генерал киһин маң сиу вә 99-дивизийә қомандани генерал киң хилаң билән чегра муһапизәтчи сақчи қисимлири қомандани генерал тура сан ливин қатарлиқ шәхсләргә ембарго қойулидикән.

буниңдин сирт, 33-вә 99-дивизийә қисимлирида вәзипә өтәйдиған барлиқ хадимларғиму ембарго қойулидикән.

билдүрүлүшичә, бу шәхсләрниң америдики мал-мүлүклири тоңлитип қойулуштин сирт, америка пуқралири бу шәхсләр билән сода қилалмайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر