афғанистанда 3 и өзбекистанлиқ болуп, җәмий 9 даеш террорчиси өлтүрүлди

афғанистанниң кунәр вә җүзҗан вилайәтлиридә елип берилған һәрикәттә террорлуқ тәшкилати даешниң 9 әзаси өлтүрүлди.

940335
афғанистанда 3 и өзбекистанлиқ болуп, җәмий 9 даеш террорчиси өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: кунәр валий мәһкимиси байанатчиси фәридуллаһ деһқан кунәрниң чападәрә наһийәсидә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрикәт елип берилғанлиқини ейтти.

һәм һавадин, һәм қуруқлуқтин елип берилған һәрикәттә, 6 даеш террорчисиниң өлтүрүлгәнликини һәмдә даешқа тәвә бир қорал искилатиниң пачақлап ташланғанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, җүзҗан сақчи башлиқи абдул һәфие һаши җүзҗанниң дәрзаб наһийәсидә елип берилған һәрикәттә, 3 даеш террорчисиниң өлтүрүлгәнликни уқтурди.

өлтүрлгәнләрниң өзбекистан пуқраси террорчилар икәнликини тилға алған һаши, йәнә бир даеш террорчисиниң тирик қолға чүшкәнликиниму сөзлиригә илавә қилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر