сомалиниң пайтәхти йәнә қанға бойалди

сомалиниң пайтәхти муқдишода адәм бомба һуҗуми йүз берип нурғун адәм өлди.

836240
сомалиниң пайтәхти йәнә  қанға бойалди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң пайтәхти муқдишода бомба қачиланған аптомобил билән  қилинған һуҗумда 18 адәм өлди.

сақчи идариси мәсуллиридин муһәммәд һүсәйин муқдишониң һамрувәйни мәһәллисидики насо һаблод меһманханисини һуҗум нишан қилинған һуҗумда 13дин артуқ адәмниң өлгәнликини билдүрди.

зораванлардин бириниң үстигә теңивалған бомбини партлатқанлиқини ейтқан һүсәйин, партлаштин кейин қалған зораванлар билән меһманханиниң бихәтәрлик хадимлири оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини қәйт қилди.

һүсәйин зораванларниң иккисиниң бихәтәрлик хадимлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини, қалған зораванларниң болса қол бомбиси етип меһманханиниң ток линийәсини үзүп ташлиғанлиқлирини ейтти.

сақчи тармақлириниң билдүрүшичә, дәсләпки партлаштин кейин мәшһур әскәр мәйдани вә кона парламент бинасиға йеқин җайға тохтилип қойулған бомба қачиланған аптомобил партилтилған.

йәрлик даириләрниң билдүрүшичә, бир һәйәт мәзкур  меһманханида сомали пирезиденти муһәммәд абдуллаһ фәрмаҗу билән йиғин өткүзүш үчүн муқдишоға қарап йолға чиққан икән.

тунҗи һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшклати әш-шәбаб үстигә алған болса, иккинчи қетимлиқ һуҗумниң җавабкарлиқини һазирғичә һечким үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر