түркийә йолучиларни сақчи ити арқилиқ тәкшүргән авистирийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә һава йоллири ширкити йолучилирини вийана сичвечат айродурумида сақчи ити арқилиқ тәкшүргән авистирийәгә наразилиқ билдүрди.

830862
түркийә йолучиларни сақчи ити арқилиқ тәкшүргән авистирийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта,  вийана сичвечат айродурумида бир таможна хадиминиң айропиланға қобул қилиниш үчүн салонда күтүватқан түркийә һава йоллири ширкити йолучилирини вә уларниң нәрсә – керәклирини сақчи ити арқилиқ тәкшүргәнлики, бу вәқәниң көрүнүшлириниң аммиви таратқуларда тарқалғанлиқи әскәртилди һәмдә буниңға асасән, шу кечиси вийана баш консулхана мәсуллириниң дәрһал айродурумға йетип берип, нәқ мәйданни көздин кәчүргәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «бундақ тәкшүрүшләрниң ахбаратқа асасән вә надир һалда барлиқ айродурумларни өз ичигә алидиған шәкилдә елип берилғанлиқи оттуриға чиқти. вәқәдин кейин вийана баш әлчиханимиз һәрикәткә өтүп, буни авистирийә даирилиригә билдүрди һәмдә болупму таможна хадимлирини агаһландурушини тәләп қилди. авистирийә даирилириму бундақ сәзгүр мәсилиләрдә буниңдин кейин диққәт қилидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر