һиндистан: биз йоқсуллуққа қарши күрәшни алдинқи пиланға қойуватимиз

һиндистан ташқи ишлар министири сушма свараҗ, дөлитиниң нөвәттики нуқтилиқ мәсилисиниң йоқсуллуққа қарши күрәш қилиш икәнликини ейтти.

813002
һиндистан: биз йоқсуллуққа қарши күрәшни алдинқи пиланға қойуватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: 72- нөвәтлик б д т йиғининиң 5 – күнидә дөлитигә вакалитән сөз қилған сушма свараҗ, йоқсуллуққа қарши күрәштә илгириләш һасил қилишниң икки түрлүк йоли барлиқини әскәртип, «әнәниви усул бойичә илгирләш йардәмни күчәп қилиш вә қолмуқол тутуш арқилиқ ишқа ашурулиду. бирақ баш министиримиз нарендра моди, иқтисадий җәһәттә күчләндүрүштин ибарәт техиму қийин йолни таллиди» деди.

кичик карханиларни ачмақчи болғанларға банкидин қәрз бериливатқанлиқини билдүргән свараҗ, оттура қатламдики йоқсул йашларни ишқа орунлаштуруш үчүн, тәлим – тәрбийә пурсити йаритип берилгәнликини қәйт қилди.

сөзи җәрйанида пакистанниму әйиблигән свараҗ, «биз йоқсуллуққа қарши күрәш қиливатқан пәйттә, пакистан бизгә қарши күрәш қилмақта» деди.

свараҗ сөз қиливатқанда, бир топ кишиләр б д т бинасиниң алдида топлинип, у сөзлиригә наразилиқ билдүрди. намайишчилар, һиндистан армийәсиниң кәшмирдә қирғинчилиқ қилғанлиқини, бигунаһ пуқраларни қийин – қистаққа алғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر