трамп б д т да күнтәртиптики муһим мәсилиләр үстидә тәпсилий тохталди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишигә тунҗи қетим хитаб қилған америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп трамп б д т да күнтәртиптики муһим мәсилиләр үстидә тәпсилий тохталди.

810334
трамп б д т да күнтәртиптики муһим мәсилиләр үстидә тәпсилий тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишигә тунҗи қетим хитаб қилған америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп милйонларчә мусапирға саһбиханлиқ қиливатқан түркийә, ливан вә ийорданийәгә миннәтдарлиқини билдүрди.

доналд трамп нийуйорктики б д т бинасида өткүзүлгән 72-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинлирида тунҗи қетим америкиниң пирезиденти болуш сүпити билән сөз қилди.

доналд трамп сүрийәдики ички уруштин қачқан мусапирларниң әһвали тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «б д т ниң алақидар органлириға террорлуқ тәшкилати даештин азад қилинған районларға йардәм буйумлири йәткүзүп бәргәнликлири үчүн рәһмәт ейтимән, ийорданийә, түркийә вә ливанға сүрийәдики тоқунушлардин қачқан мусапирларға саһибханлиқ қилғанлиқилири үчүнму миннәтдарлиқимизни билдүримиз.»

трамп сүрийәниң нөвәттики вәзийитигә мунасивәтлик сөзидә әсәд һакимийитини қаттиқ әйибләп мундақ деди: «җинайәтчи бәшшар әсәд һакимийитиниң бигунаһ балилар болуп өз хәлқини химийиви қораллар билән қирғин қилиши һәммимизни қаттиқ биарам қилди, чәкләнгән химийиви қораллар ишлитилгән тәқдирдә һечқандақ бир дөләт бихәтәр болмайду, бу сәвәбтин америкиниң күрәшчи айропиланлири химийиви қораллар болған һәрбий базини бомбардиман қилди.»

бир қисим «қарақчи дөләтләрниң»дунйа милләтлириниң бешини ағритип келиватқанлиқини дегәндин кейинла шималий корейәни әйибләшкә чүшүп кәткән доналд трамп, шималий корейә йадро пирограммисини давамлаштурушта чиң турувалған тәқдирдә, шималий корейәгә қарши тегишлик қәдәмләрни ташлашқа тәййар икәнликлирини алаһидә әскәртти.

трамп шималий корейә тоғрулуқ мунуларни деди: «шималий корейә пирезиденти ракетамийотқа охшашла адәм икән, у һәм өзиниң һәмдә һакимийитиниң қатили болуш үчүнла һәрикәт қиливатиду, әгәр америка өзи вә иттипақдашлирини қоғдашқа мәҗбур болуп қалса шималий корейәни толуқ йоқ қиливетиштин башқа таллаш йоли қалмайду. америка буниңға тәййар, буни қилалайдиған қудрәткә игә, бирақ буниңға һаҗәт қалмаслиқини арзу қилимән.»

буниңдин ташқири теһран һакимийитиниму әйиблгән трамп иранниң «терроризимни қоллаштин»ваз кечиши лазимлиқини билдүрүп, иранниң һизбуллаһ вә бәшшар әсәд һакимийитигә йантайақ болуп районниң вәзийитини техиму кәскинләштүрүвәткәнликини ейтп мунуларни деди: «иран билән йадро келишими һасил қилиш әмәлийәттә америкиға нисбәтән толим номус қиларлиқ бир иштур, мән техи бу һәқтики ахирқи қараримни бәрмидим.»

афғанистандики уруш тоғрулуқму тохталған доналд трамп, афғанистанда талибан билән тоқунушуп қелиш еһтимали болған җайларда уруш қаидилири вә тактиклирини өзгәрткәнликлирини ейтип, талибанға қарши техиму күчлүк тәбирләрни алидиғанлиқлириниң сигналини бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر