ейде норвегийәниң нетанйаһуни қолға алидиған йаки алмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб бәрди

норвегийә хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә дөләт мудапиә министири йоав галлант үстидин тутуш буйруқи чиқарған тәқдирдә, хелсинкиниң уни иҗра қилидиғанлиқини билдүрди.

2142751
ейде норвегийәниң нетанйаһуни қолға алидиған йаки алмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә ташқи ишлар министири еспен барт ейде норвегийә таратқулириниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң нетанйаһу вә галлант үстидин «тутуш буйруқи» чиқириш тоғрисидики илтимасқа алақидар соаллириға җаваб бәрди.

әгәр хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилғандин кейин нетанйаһу билән галлант норвегийә тәвәликигә қәдәм басқан тәқдирдә, хелсенкиниң буйруқни иҗра қилишқа мәҗбур болидиғанлиқиға ишарәт қилған ейде, охшаш қәдәмниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилиши тәләп қилиниватқан пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас рәһбири үчүнму күчкә игә икәнликини қәйт қилди.

ейде бу сийасәтниң башқа йавропа дөләтлиригиму мас келидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

шундақ қилип, норвегийә тутуш буйруқи чиқирилған тәқдирдә, нитанйаһони қолға алидиғанлиқини елан қилған тунҗи йавропа дөлити болуп қалди.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси баш тәптиши кәрим хан, 5-айниң 20-күни байанат елан қилип, өзиниң исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән дөләт мудапиә министири галлант үстидин «тутуш буйруқи» чиқириш илтимаси сунғанлиқини җакарлиғаниди.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси байанат елан қилип, баш тәптиш кәрим ханниң исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән дөләт мудапиә министири йоав галланттин башқа, һамас сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә, һамасниң ғәззәдики рәһбири йәһйа синвар вә һамасниң һәрбий қанити— иззәддин қәссам биригадаси башлиқи муһәммәд әддәйф қатарлиқлар үстидин «тутуш буйруқи» чиқириш илтимаси сунғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر