әнглийәдә хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән һәрбий хадимниң җәсити бағчидин тепилди

хоңкоң (хитай) даирилири үчүн җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән әнглийә хан җәмәти деңиз армийәсиниң сабиқ әзаси шундақла ички ишлар идариси көчмәнләр ишханисиниң хадими матев трикет (Matthew Trickett) бағчида өлүк һалда тепилди.

2142806
әнглийәдә хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән һәрбий хадимниң җәсити бағчидин тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт лондонниң майденхед базирида олтурушлуқ 37 йашлиқ мәттев трикетниң йәкшәнбә күни (19-май) базардики гренфел бағчисида өлүк һалда тепилғанлиқи билдүрүлди.

тамес вадиси районлуқ сақчи идариси трикетниң өлүш сәвәбини җәсәт тәкшүрүшидин кейин муәййәнләштүргили болидиғанлиқини уқтурди.

трикет бағчида тепилғанда җиддий қутқузуш елип берилған болуп, униң шу мәйданда аллбурун өлгәнлики айдиңлашти.

ички ишлар министирлиқи көчмәнләр ишханиси әмәлдари трикет 2007 - йилдин 2013 - йилғичә болған арилиқта әнглийә хан җәмәти деңиз армийәсидә алтә йил әскәр болүп вәзипә өтигән иди.

трикетниң игидарчилиқида бир хусусий бихәтәрлик ширкитиниңму барлиқи  елан қилинди.

алдинқи һәптә трикет билән биргә чи лейуңвәй вә чуң бийуйүән исимлик ​​кишиләр, дөләт бихәтәрлик қануни даирисидә сотқа тартилған вә хоңкоң истихбаратиға йардәм бериш билән әйибләнгән иди.

сотта мәзкур  кишиләр 20-декабир(2023) дин 2 - май (2024) ғичә болған арилиқта «чәт әл истихбарат органлириға пайдилиқ» учур топлаш вә көзитиш елип бериш билән әйибләнгән иди.

гумандарларниң хоңкоң истихбаратиниң мәнпәәти үчүн әнглийәдики «демократийәни қоллайдиған өктичиләрни мәхпий көзәткәнлики» оттуриға қойулған иди.

гумандарлар җасуслуқтин башқа йәнә 1-майда әнглийәдики мәлум бир җайға «мәҗбурий бесип кириш» биләнму әйибләнгән иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر