йавропа иттипақи комиссари варһелйи түркийәгә келиду

йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер варһелйи түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2142789
йавропа иттипақи комиссари варһелйи түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлири комиссари оливер варһелйиниң 22-23-май күнлири түркийәдә рәсмий зийарәттә болидиғанлиқини билдүрди.

байанатта билдүрүлишичә, варһелйи 5-айниң 23-күни дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан билән көрүшидиған болуп, көрүшүштә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилидикән, шундақла район вә хәлқаралиқ өзгиришләр тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر