америкиниң мәхпийәтликини русийәгә сатмақчи болған бир киши қамаққа елинди

америка федератсийә тәкшүрүш идариси «FBI»ниң бир хадими өзини русийә җасусидәк көрситип, чоң бир хийанәтни тосуп қалди.

809705
америкиниң мәхпийәтликини русийәгә сатмақчи болған бир киши қамаққа елинди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң калифорнийә иштатида һәрбий вә сода суний һәмраһлириға алақидар мәхпий техникилиқ мәлуматларни русийәгә сетишқа тиришқан  бир америкилиқ қамаққа һөкүм қилинди.

җәнубий калифорнийә районлуқ тәптиш мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, америка федератсийә тәкшүрүш идариси «FBI»ниң бир хадими өзини русийәниң җасусидәк көрситип  униң билән алақилашқанлиқи, 50 йашлиқ гумандар гирегорий аллен җустисниң униңға һәрбий вә сода суний һәмраһлириға аит мәхпий техникилиқ мәлуматларни сатмақчи болғанлиқи, шуңлашқа 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, 50 йашлиқ гирегорий аллен җустисниң америка дөләт мудапиә министирлиқи билән келишими болған мәлум бир суний һәмраһ ишләпчиқириш ширкитидә инженерлиқ қилидиғанлиқи, униң «русийә җасуси» дәп ойлап қалған америка федератсийә тәкшүрүш идариси «FBI»ниң хадими билән учрашқанда, мәзкур мәлуматлар үчүн 3500 доллар һәқ алғанлиқи қәйт қилинди.

гумандар һазир қорал екиспортини контирол қилиш қануниға шундақла хәлқара қорал йөткәш бәлгилимисигә хилаплиқ қилғанлиқ җинайити билән сот қилинмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر