сәуди әрәбистан билән йапонийә һәмкарлиқ келишими түзди

сәуди әрәбистан билән йапонийә оттурисида һәмкарлиқ кеңиши қурулди.

2142709
сәуди әрәбистан билән йапонийә һәмкарлиқ келишими түзди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң рәсмий хәвәр агентлиқи (SPA) ниң хәвиригә қариғанда, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән йапонийә баш вәзири кишида фумийо синлиқ тор йиғинида көрүшкән.

көрүшүштә, икки рәһбәр ғәззә районидики өзгиришләр, исраилийәниң 7-өктәбир (2023) дин буйан районда давамлаштуруватқан һуҗумлирини тохтитиш, ғәззә райониға инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш вә хәлқара җәмийәтниң мустәқил пәләстин дөлитини етирап қилишиға капаләтлик қилиш йолида көрситиливатқан тиришчанлиқларһәққидә музакирә елип барған.

икки тәрәп мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш пурсәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр, бу һәқтики паалийәтләр тоғрилиқму музакирә елип берилған көрүшүштә, сәуди әрәбистан билән йапонийә оттурисида һәмкарлиқ кеңиши қурулған.

йапонийә баш вәзири кишида фумийо сәуди әрәбистанниң өз дөлитини хам нефит билән муқим һалда тәминлигәнлики үчүн сәуди әрәбистанға миннәтдарлиқ билдүргән, шундақла рийадниң хәлқара нефит базириниңму муқим һаләттә паалийәтлирини давамлаштуруштики вә пакизә енергийә билән тәминләш ширкәтлирини қоллаштики рәһбәрлик ролини давамлаштурушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман болса, дөлитиниң йапонийәни давамлиқ хам нефит билән тәминләш ирадисиниң қәтийликини тәкитлигән. шундақла дөлитиниң йапонийә билән пакизә енергийә қатарлиқ башқа саһәләрдики һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни нишан қиливатқанлиқини әскәрткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر