русийә йадро қораллирини ишлитиш мәшиқини башлиди

русийә йадро қораллирини ишлитишни мәшиқ қилидиған маневирини башлиди.

2142646
русийә йадро қораллирини ишлитиш мәшиқини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида: «русийә пирезидентиниң йолйоруқиға асасән, армийә баш қоманданлиқ иштабиниң рәһбәрликидә җәнубий һәрбий районида истратегийәлик болмиған йадро қораллирини тәййарлаш вә ишлитишкә алақидарманевириниң биринчи басқучи башланди» дейилди.

байанатта, маневир даирисидә, мәзкур райондики һәрбий қисимларниң «искәндәр» намлиқ тактикилиқ башқурулидиған бомба системиси үчүн керәклик оқ-дориларни бәлгиләнгән нуқтиға йәткүзүш вә уларни ишлитишкә тәййарлиқ қилидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, аваздин тез учидиған «Kinjal» башқурулидиған бомба сәпләнгән уруш айропиланлириниңму маневирға қатнаштурулидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «маневир русийәниң йадро күчлириниң тәййарлиқ иқтидарини ашуруш вә дөләтниң земин пүтүнлүки шундақла игилик һоқуқини қоғдаш үчүн тәшкилләнгән болуп, бир қисим ғәрб әмәлдарлириниң русийәгә қарши иғвагәрчилик характерлик тәһдитлик байанатлириға җаваб беришниму мәқсәт қилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر