әлбаб пуқралири баштин кәчүргән дәһшәтлик күнлирини әслиди

әлбаб пуқралири үч ай даеш контроллуқи астида йашиди, улар һәркүни террорлуқ тәшкилатиниң зораванлиқлириға гуваһчи болди.

690458
әлбаб пуқралири баштин кәчүргән дәһшәтлик күнлирини әслиди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә алтә йилдин буйан давамлишиватқан ички уруш дөләтниң нурғун җайлирини ханивәйран қилди. бу ханивәйранчилиқ пуқраларға чоңқур тәсир көрсәтти. шималға җайлашқан әлбаб шәһиридә күндилик һайат аста-аста нормаллишишқа башлиди. шәһәр пуқралири үч ай җәрйанида даеш террорлуқ тәшкилатиниң ғалҗирларчә йүргүзгән сийасәтлиригә гуваһ болди. шәһәрдә йашайдиған марван садиййа мундақ деди:

«сақилини чүшүргән һәр қандақ киши түрмигә ташлинатти, диний қаидәләргә һөрмәтсизлик қилғанларниң беши елинатти, йеқинқи күнләргичә беши йоқ җәсәтләр һәммә йәрдин тепилатти.»

түркийәниң қоллиши астидики әркин сүрийә армийәси феврал ейида даеш террорлуқ тәшкилатини мувәппәқийәтлик һалда шәһәрдин қоғлап чиқарди. буниң тәсиридә аста-аста нормал турмушқа қайтқан шәһәр пуқралири даеш ташлап кәткән ханивәйранчилиқни түзәш үчүн тиришишқа башлиди.

шәһәр әтрапи һәр хил тузақлар вә партлиғучи маддилар билән тошуп кәткән болуп, мәсул даириләр нурғунлиған җайларниң пуқралар үчүн бихәтәр әмәсликини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر