даешниң әлбабтики аптомобил бомба һуҗумида өлгәнләрниң сани 60 қа йәтти

сүрийәниң әлбаб шәһириниң шималида даеш террорлуқ тәшкилатиниң адәм бомба һуҗумида көпинчиси пуқра болуп җәмий 60 адәм һайатидин айрилди.

679463
даешниң әлбабтики аптомобил бомба һуҗумида өлгәнләрниң сани 60 қа йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: террорчиларниң сусйан йезисидики әркин сүрийә армийәси қараргаһиға йеқин җайда қилған һуҗумида йәнә 100 артуқ адәм йариланди. қараргаһқа киришкә урунуш һәрикити мәғлубийәткә учриған террорчилар аптомобил бомбини пуқраларниң арисидила партлатти.

фирансийә хәвәр агентлиқи сүрийә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини мәнбә қилип туруп бәргән хәвиридә болса, һайатидин айрилғанларниң көпинчисиниң сүрийәлик өктичиләр икәнлики қәйт қилинди.

йаридарлар җиддий қутқузуш аптомобиллири билән түркийәниң ғазиантәп вә килистики дохтурханилириға орунлаштурулди, вәқә йүз бәргән җайда кәң даирилик бихәтәрлик тәдбирлири йолға қойулди.

түркийә армийәсиниң қоллиши астидики әркин сүрийә армийәси, түнүгүн әлбаб наһийәсиниң мәркизини қолға киргүзгәндин кейин, террорчилар тәрипидин алдин орунлаштурулған мина вә башқа бомбиларни тазилаш хизмитини башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر