доналд трамп украина вә италийә рәһбәрлири билән көрүшти

америка пирезиденти доналд трамп украина вә италийә рәһбәрлири билән муһим мәсилиләр үстидә кеңәшти.

665534
доналд трамп украина вә италийә рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, украина пирезиденти петро порошенко вә италийә баш министири павло гентилони билән телефонда көрүшти.

трамп билән порошенко украина билән америкиниң истиратегийәлик иттипақдашлиқ мунасивитини күчәйтиш вә донбас киризисини һәл қилиш үстидә кеңәшти.

порошенко америка қошма иштатлириниң йеңи һакимийити билән һәр сәвийәдә диологни күчәйтишни йақлайдиғанлиқини тәкитләп өтти.

кийив даирилири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, порошенкониң ақсарайға украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллиғанлиқи сәвәбидин миннәтдарлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

ақсарай тәрипидинму бу һәқтә елан қилинған байанатта «америка қошма иштатлириниң чегираларда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн украина, русийә вә башқа дөләтләр билән бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқи»алаһидә әскәртилди.

доналд трамп италийә баш министири павло гентилони биләнму телефонда көрүшти.

икки рәһбәр ливийәдики ички қалаймиқанчилиқ, мусапирлар долқуни вә майда италийәдә өткүзүлидиған г-7 дөләт гуруһи алий дәриҗиликләр йиғини қатарлиқ мәсилиләр үстидә кеңәш қилишти.

ақсарайниң байанатида, икки рәһбәрниң даеш вә башқа террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә һәмкарлиқ орнитишта бирдәклик һасил қилғанлиқлириму билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر