федерал сотчи трампниң чәклимисини тохтитиш қарари чиқарди

америкиниң сиател шәһәрлик федерал сотчиси пирезидент трампниң нопусиниң көпинчиси мусулман болған 7 дөләтниң пуқралириға қойған виза чәклимисини тохтитиш тоғрулуқ қарар чиқарди.

665162
федерал сотчи трампниң чәклимисини тохтитиш қарари чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: федерал сотчи җеймз робарт 27 – йанвар шәнбә күни трамп имзалиған қарарнамә даирисидики виза чәклимисини тохтитиш тоғрулуқ ағзаки қарар чиқарди.

сабиқ пирезидент буш дәвридә вәзипигә тәйинләнгән сотчи робартниң йазма қарариниң әдлийә министирлиқиға әвтилишидин кейин министирлиқ тәкшүрүш елип бариду.

ақ сарай байанатчиси сен спайсер бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, сотчиниң қарарини тәнқид қилди.

спайсер әдлийә министирлиқиниң әң қисқа вақит ичидә пирезидент трампниң қарарнамисини тәкрар иҗра қилишқа башлайдиғанлиқини әскәрткән һалда мундақ деди: «пирезидентниң йолйуруқи дөлитимизни қоғдашни нишан қилиду, дәрвәқә, асасий қанунда пирезидентниң бу һәқтә қарарнамә чиқириш һоқуқи һәм америка хәлқини қоғдаш мәсулийити бар.»

алдинқи күни вашингтон иштати пирезидент трампниң қарариниң бикар қилиниши үчүн сотқа әрз сунғаниди.

вашингтон иштатиниң баш тәптиши боб фергесен америкиниң CNN  телевизийә қанилиға бәргән байанатида, федерал һөкүмәтниң қарарға риайә қилишини күтүватқанлиқлирини тәкитлиди һәмдә бу һәқтә алий сот мәһкимисигә әрз сунидиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «шуңа биз қанунчилиқ факултетида оқуғанидуқ.»

йәнә бир тәрәптин, бостенда бир федерал сотчи трамп һөкүмитиниң қарарини уйғун дәп қарап, бикар қилинишини рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر