сүрийәдики барада вадисидин өктичиләр билән аһалиләр чекинишкә мәҗбур болди

сүрийәдики барада вадисида йүз бәргән тоқунушлар сәвәбидин өктичиләр билән йәрлик аһалиләр чекинишкә мәҗбур болди.

661714
сүрийәдики барада вадисидин өктичиләр билән аһалиләр чекинишкә мәҗбур болди

түркийә авази радийоси хәвири:  сүрийәдә әсәд қисимлири билән қоллиғучилири һуҗум қилған барада вадисидин өктичиләр билән йәрлик аһалиләр чекинип чиқишқа башлиди.

йариланған өктичи җәңчиләр вә пуқралардин тәшкил тапқан 1300 киши түркийә чегрисиға җайлашқан идлибкә қарап илгирилмәктә.

райондики анадолу агентлиқи мухбириниң билдүрүшичә, алдинқи күни бәшшар әсәд һакимийити билән һәрбий өктичиләр оттурисида районда тарқақлаштуруш хизмити елип бериш тоғрулуқ һасил қилинған келишимдин кейин, йариланған өктичиләр вә пуқралардин тәшкил тапқан бир түркүм киши, 42 аптубус вә 11 җиддий қутқузуш машиниси билән түнүгүн кәчтә йолға чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر