хитай америка билән уруш қилиш еһтималиниң йоқ әмәсликини билдүрди

бир хитай һәрбий әмәлдари америка билән хитайниң уруш қилиш еһтималиниң йоқ әмәсликини билдүрди.

661836
хитай америка билән уруш қилиш еһтималиниң йоқ әмәсликини билдүрди

 бирхитай һәрбий әмәлдари доналд трамп һакимийитидики америка билән уруш қилиш еһтималиниң йоқ әмәсликини уқтурди. хитай әмәлдариниң бу сөзи америкиниң йеңи һакимийитиниң хитайға қарши елан қилип келиватқан байанатлириға җаваб сүпитидә «хитай хәлқ азадлиқ армийәси»тор бетидә елан қилинди.

мудапиә сәпәрвәрлики комитетидин бир һәрбий әмәлдарниң байанатлириға асасланғанда, «трампниң пирезидентлиқ дәвридә уруш еһтималлиқи бар» дегәнгә охшаш сөзләр шоар әмәс, риаллиқ һалитигә кәлгән. шундақла бу әмәлдар алақидар орун вә шәхсләрни җәнубий вә шәрқий хитай деңизида һәрбий паалийәтләр өткүзүш вә вәзийити кәскин болған корейә йерим арилини муһапизәт қилиш үчүн башқурулидиған бомба қалқан системиси орунлаштурушқа чақирди.

бу әмәлдар америкиниң асийа-тинч окйан районидики истиратегийәсиниму көздин кәчүрүп чиқиш керәкликини ейтти.

доналд трамп хитайға қарши қаттиқ сийасәтләрни йолға қойуп, хитайни «пул монопул қилғучи»дөләт дәп тәрипләш арқилиқ, хитайни америкиға зийан беридиған  иқтисадий вә сода тактикларни йолға қойуш билән әйибләп кәлмәктә.

шундақла, доналд трампниң америка билән хитай оттурисида 1960-йилдин буйан қануний күчкә игә болуп келиватқан «бир хитай»сийаситини бир чәткә қайрип қойуп, сийасий орни талаш-тартиш ичидә туруватқан аптоном тәйвән райони һакимийити билән алақә орнитиши америка-хитай оттурисида сүркилиш пәйда қилди.

доналд трампниң ташқи ишлар министири рекс тиллерсон, америкиниң җәнубий хитай деңизидики сүний хитай араллириға деңизда чәклимә қойушни оттуриға қойғанда, хитай һөкүмити наразилиқ билдүргәниди.

хитай иҗтимаий таратқулири хейлуңҗийаңға доңфең-41 намлиқ қитәләрара баллистик башқурулидиған бомба системисиниң орунлаштурулғанлиқи тоғрулуқ пәйда болған қарашларни күнтәртипкә елип кәлди, хитай һакимийити болса бу қарашларни рәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر