һаллей америкида мусулманларни ройхәткә елиш тәклипигә қарши чиқти

никки һаллей: «бу һөкүмәт вә мән, мәйли қандақла гуруппа болмисун, айрим ройхәткә елиш тәклипигә қарши чиқимиз» деди.

655122
һаллей америкида мусулманларни ройхәткә елиш тәклипигә қарши чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезидентлиқиға сайланған доналд трампниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкил намзати никки һаллей америкида мусулманларни ройхәткә елиш тәклипини қоллимайдиғанлиқини билдүрди.

никки һаллей америка палатаси ташқи ишлар комитети әзалириниң соаллириға җаваб берип, доналд трампниң «мусулманлар ройхәткә елинсун» дегән тәклипини қоллимайдиғанлиқини, америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкилликигә намзат көрситилиштин илгириму бу тәклипкә қарши чиққанлиқини ейтти. 

никки һаллей: «бу һөкүмәт вә мән мәйли қандақла гуруппа болмисун айрим ройхәткә елиш тәклипигә қаршимиз» деди.

никки һаллей қайси дөләтниң америкиға нисбәтән хәвплик икәнлики һәққидә қарар чиқирип, шу дөләтләргә қарита хизмәтләрни башлаш вә бихәтәрлик тәдбирлирини елиш лазимлиқини тәкитлиди. русийә мәслисидиму доналд трампниң пикригә қошулмайдиғанлиқини билдүрүп, украина вә русийә оттурисидики йирикчиликләрни күнтәртипкә елип кәлди вә «қирим украинаға тәвә, русийәгә әмәс» деди.

қирим мәслиси түпәйлидин русийәгә йүргүзүлгән ембарголарниң әмәлдин қалдурулушини һәргиз қоллимайдиғанлиқини тилға алған һаллей «русийә һазир қатмал бир позитсийә тутмақта, русийәгә ишинәлмәймиз» деди.

никки һаллей исраилийә мәсилисидә болса, трампни қоллайдиғанлиқини билдүрүп, исраилийәниң пайтәхтини қуддусқа йөткишини қоллап–қуввәтләйдиғанлиқини ейтти. 

доналд трамп бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даими вәкил намзатлиқиға никки һаллейни көрсәткән болуп, рәсмий бәлгилиниши үчүн алди билән палатаниң тәстиқидин өтүши лазим.

никки һаллей илгири җәнубий каролина иштатиниң валийлиқ вәзиписини өтигән һәмдә пирезидентлиқ сайламлирида трампқа қарши алдинқи қатарда риқабәткә чүшкән вә сайлам сәпәрвәрлики җәрйанида трампни еғир дәриҗидә тәнқид қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر