«германийәлик комедийә артиси һәддидин ашти»

германийә хиристийан демократлар бирлики парламент әзаси детлеф сейф комедийә артиси җан бөһмерманниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һақарәт қилинған шеири арқилиқ пикир әркинлики җәһәттин һәддидин ашқанлиқини ейтти.

489898
«германийәлик комедийә артиси һәддидин ашти»

түркийә авази радийоси хәвири: федерал мәҗлистә җаза қануниниң һақарәт җинайити маддиси музакирә қилинған йиғинда сөз қилған сейф комедийә артиси җан бөһмерманниң шеириниң инсан шан – шәрипини айағ асти қилидиған мәзмунларниң барлиқини, буниң һақарәт йаки әмәсликигә сот мәһкимисиниң қарар бериши лазимлиқини қәйт қилди.

сейф бир қисим өктичи парламент әзалириниң шеирни пикир әркинлики даирисидә анализ қилиш қаришиға наразилиқ билдүрүп: «әслидә бундақ қилиш нийитим йоқ иди, әмма мәзмуниниң қандақлиқини һәммә чүшиниши үчүн шеирни оқуп өтимән» деди вә шеирни баштин – ахир оқуғандин кейин мундақ деди: «шеирда бир кишиниң шан - шәрипини айағ астин қилидиған мәзмунлар бар болуп, буниң пикир әркинлики йаки әмәсликигә сот мәһкимиси қарар бериду. партийимизниң рәһбири баш министир ангела меркелниң җинайи ишлар қануниниң 103 – маддиси вә түркийәниң тәлипигә асасән комедийә артиси җан бөһмерман үстидин тәкшүрүш елип беришқа рухсәт қилишини тоғра қарар дәп қараймән.»

өктичи партийәләрниң җинайи ишлар қануниниң чәт әл рәһбәрлиригә һақарәт қилғучиларниң тегишлик җазаға тартилишиға мунасивәтлик 103 – маддисиниң дәрһал бикар қилинишини тәләп қилған сейф бу мадда җинайи ишлар қанунидин чиқириветилгән тәқдирдиму җумһур рәис әрдоғанниң бөһмерман үстидин сотқа сунған әрзиниң бикар қилинмайдиғанлиқини билдүрди, чүнки әрдоғанниң җинайи ишлар қануниниң 185 – маддисиға асасән бөһмерман үстидин сотқа әрз сунғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر