оқуғучилар намайишлири дунйаға кеңәйди

америкада коломбийә универстети оқуғучилири башлиған пәләстинни қоллаш намайишлири дунйа миқйасиға кеңәйди.

2137960
оқуғучилар намайишлири дунйаға кеңәйди
finlandiya universite filistin destek.jpg
viyana universite filistin destek.jpg
isvicre universite filistin destek.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа җумһурийитидә алдиқи қатардики витс(Wits)  универстетиниң оқуғучилири, исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға наразилиқ билдүрүп, кәң көләмлик намайиш уйуштурди.

җәнубий африқаниң әң йахши бәш универстетиниң бири болған витс(Wits)  универстетиниң җоһаннесбург шәһәр мәркизигә җайлашқан кампуста, миңлиған киши қатнашқан намайиш өткүзүлди.

намайишчилар «пәләстингә әркинлик» дәп шоар товлиди вә универстетниң исираилийә ширкәтлири билән болған һәмкарлиқлирини әйиблиди.

голландийәдиму 6-май (2024) амстердам универстетида башланған вә утрет (Utrecht) универстетиниң оқуғучилири қатнашқан пәләстинни қоллаш намайишлири давам қиливатқан болуп, түнүгүн (9-май) миңларчә оқуғучи сақчиларниң тосқунлуқиға қаримай амстердам шәһәр мәркизигә қарап пийадә йүрүди.

намайишичлар шәһәр мәркизидики спев (Spui) мәйданида җим олтурувелиш һәрикити башлиди. сақчиларниң тосуши сәвәбидин чиққан сүркилишләрдә, бәзи оқуғучилар йариланди. таратқуларда үч кишиниң тутулғанлқи хәвәр қилинди.

австирийәниң вийенна универстетидиму үч күн давамлашқан пәләстинни қоллаш намайишлирини сақчиларниң бастурушиға қарши наразилиқ билдүрүлди.

вийенна универстетиниң йениға җайлашқан вотив черкавиниң алдида топланған нурғун намайишчилар, тинчлиқ шәкилдә өткүзүлгән оқуғучилар намайишлирини сақчиларниң бастурғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

финландийә пайтәхти хелсинкида универстет оқуғучилири кампуста чедир қуруп, исираилийәниң ғәззә һуҗумиға наразилиқ билдүрди.

шивейтсарийәниң җәнвә вә лисбон универстетлиридиму исираилийәниң ғәззә һуҗумиға қарши наразилиқ намайишлири өткүзүлди.

җәнубий америкада биразилийәниң сан павло универстети оқуғучилири исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға наразилиқ билдүрүш вә пәләстинни қоллаш мәқситидә, «ғәззә билән һәмкарлиқ» намида лагер уйуштурди. универстетниң нурғун факултетлиридиму исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлири әйибләнди.

намайишчилар биразилийә һөкүмитидин исираилийә билән болған иқтисадий вә дипломатик мунасивәтләрни үзүшни тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر