түркийә дунйа бойичә әң көп сайаһәтчиләрни җәлп қилған 4 – дөләткә айланди

мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой түркийәниң дунйа бойичә әң көп сайаһәтчиләрни җәлп қилған 4 - дөләт икәнликини билдүрүп, йеңи нишаниниң алдинқи 3 ниң ичигә кириш икәнликини ейтти.

2144616
түркийә дунйа бойичә әң көп сайаһәтчиләрни җәлп қилған 4 – дөләткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәһмәт нури әрсой шанлиурфа мәдәнийәт йоли фестивали программиси даирисидә, шанлиурфада ахбарат вәкиллири билән көрүшти.

мәһмәт нури әрсой шанлиурфаниң тарихи вә гастрономийәси билән тәңдашсиз бир шәһәр икәнликини билдүрүп, районниң сайаһәтчилик җәһәттә зор йошурун күчкә игә икәнликини оттуриға қойди.

әрсой фетстивал мәзгилидә шәһәрдики барлиқ меһманханиларниң толуп кәткәнликини вә айропиланлардиму  орун қалмиғанлиқини тәкитлиди.

министир әрсой сайаһәтчилик пәслини 12 айға узартишни нишан қилғанлиқини, буниңму пәқәтла қуйаш, қум вә деңиз биләнла болмайдиғанлиқини шуңа сайаһәт районлирини мәдәнийәт вә архологийәлик байлиқлири арқилиқму гәвдиләндүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

министир әрсой түркийәниң дунйа бойичә әң көп сайаһәтчи җәлп қилидиған төтинчи дөләт болғанлиқини әскәртип, «биз бу қетим италийәниңму алдиға кирип кәттуқ.  дунйа бойичә төтинчи болдуқ. 2028 - йили 80 милйон әтрапида сайаһәтчини җәлп қилип, алдинқи 3 ниң ичигә киришни нишан қилмақтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر