исраилийә пәләстинлик панаһланғучиларниң чедирлирини бомбардиман қилди

исраилийә қисимлири ғәззәдики рәфаһ шәһиридин мәҗбурий қоғлап чиқирилған пәләстинликләрниң чедирлирини бомбардиман қилди.

2144602
исраилийә пәләстинлик панаһланғучиларниң чедирлирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә қисимлириниң рәфаһ шәһиридин мәҗбурий қоғлап чиқирилған пәләстинликләрниң чедирлирини бомбардиман қилғанда, дәсләпки мөлчәрләргә асласланғанда 40 пәләстинлик шеһит болди.

пәләстин хәвәр агентлиқи вафа (WAFA) ниң хәвиригә асасланғанда, исраилийә уруш айропиланлири рәфаһниң ғәрбий шималиға җайлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик панаһланғучиларға йардәм бериш вә мулазимәт қилиш оргини (UNRWA) ниң амбарлири җайлашқан районға йеқин җайдики өй - макансиз пәләстинликләрниң чедирлирини бомбардиман қилған.

бу вәһшийанә һуҗумда, дәсләпки мөлчәрләргә асласланғанда 40 пәләстинлик өлтүрүлгән.

пәләстин қизилай җәмийити тәрипидин елан қилинған байанатта, давалаш әтритиниң айаллар вә кичик балиларни өз ичигә алған нурғун пәләстинликләрниң җәситини вә йариланғанларни дохтурханиға йәткүзгәнлики билдүрүлди.  

ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң байанатида: «исраилийә уруш айропиланлири рәфаһ шәһириниң ғәрбий шималидики өй–маканлиридин қоғлап чиқирилған пәләстинликләр турушлуқ лагерини вәһшийләрчә бомбардиман қилди. бомбардиманда нурғун пәләстинлик һайатидин айрилди вә йариланди. йоқап кәткәнләрни издәп, тепиш хизмити давамлашмақта» дейилди.

вәқәни өз көзи билән көргән гуваһчилар: «исраилийә қисимлириниң бомбардиманида лагердики нурғун чедирлар вәйран болди вә көйүп кәтти. бу лагерда өй - маканлиридин мәҗбурий айрилған миңлиған сәргәрдан пәләстинликләр олтурақлашқан болуп, һәлбуки исраилийә қисимлири рәфаһ шәһирини бошитишта хәлқниң мушу йәргә йөткилишни тәләп қилған иди» деди.

гуваһчилар исраилийә уруш айропиланлириниң лагерни кәм дегәндә 8 ракета билән бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر