хәлқара қазан мусулман кино филимлири фестивали башланди

русийә федератсийәсигә қарашлиқ татарстан җумһурийитиниң пайтәхти қазанда «мәдәнийәт дийалогидин дийалог мәдәнийәтигичә» шоари билән уйуштурулған 17 - нөвәтлик хәлқара қазан мусулман кино филимлири фестивалиниң рәсмий ечилиш мурасими өткүзүлди.

1703130
хәлқара қазан мусулман кино филимлири фестивали башланди

түркийә авази радийоси хәвири: қазанскайа ратуша бинасида уйуштурулған фестивалниң рәсмий ечилиш мурасимидин илгири, қизил гиләмдин өтүш паалийити өткүзүлди.

бу йилқи фестивалда 24 дөләттин 50 филим риқабәткә чүшиду.

түркийәниң «һәрә көники», «қериндашниң қоғдиғучиси» вә «аччиқ вә татлиқ» намлиқ һөҗҗәтлик филимлири, фестивалда түркийәгә вәкиллик қилиду. «қорал» намлиқ филимиму «русийә-ислам дунйаси» мусабиқиси сиртидики программиға қатнаштурулиду.

фестивал 10 - сентәбир ахирлишиду.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر