путин дөләт мудапиә министирини вәзиписидин қалдурди

русийә пирезиденти владимир путин дөләт мудапиә министири сергей шойгуни вәзиписидин елип ташлиди. униң орниға сабиқ муавин баш министир андрей беловсовни вәзипигә тәйинләшни тәклип қилди.

2138777
путин дөләт мудапиә министирини вәзиписидин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә парламентиниң йуқири қанити һесаблинидиған федератсийә кеңиши байанат елан қилип, путинниң өзиниң һоқуқ даирисидә министирларни вәзипигә тәйинләш үчүн бекиткән кишиләрниң тизимликини парламентқа сунғанлиқини билдүрди.

у ташқи ишлар министирлиқиға һазирқи министир сергей лавровни, дөләт мудапиә министирлиқиға сабиқ муавин баш министир андрей беловсовни тәклип қилди.

у қарарнамә чиқирип, русийә федератсийә хәвпсизлик кеңишиниң баш катипи николай патрушевни вәзиписидин қалдуруп, униң орниға сергей шойгуни тәйинлиди.

путин тәрипидин 2012-йили дөләт мудапиә министирлиқиға вәзипигә тәйинләнгән сергей шойгу, русийә армийәсини 2015-йили террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш қилишни сәвәб көрситип, сүрийәдә урушқа салди вә сүрийәдики һәрбий һәрикәтләргә йетәкчилик қилди. украина-русийә уруши башланған 2022-йили 24-февралдин тартип һәрбий қисимларни өзи бир қоллуқ башқурди.

сергей шойгу алдинқи сәптә һакимийәткә қарши исйан көтүргән вә олтурған айропиланниң «чүшүп кетиши» билән җенидин айрилған йалланма әскәрләр гуруһи вагнерниң қурғучиси пригожинниң күчлүк тәнқидигә учриған иди.

федератсийә кеңиши 14-майғичә путин тәрипидин сунулған министир вә хәвпсизлик кеңиши намзатлириға қарап чиқиду.

путин йеңи һөкүмәт тәшкилләштә ташқи ишлар министири, дөләт мудапиә министири, әдлийә министири, җиддий ишларға тақабил туруш министири вә ички ишлар министирини, русийә федератсийәсиниң йуқири қанити болған федератсийә кеңиши билән музакирә қилған һалда парламентниң төвән қанити думаниң тәстқидин өткүзмәй туруп вәзипигә тәйинләш һоқуқиға игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر