норвегийә русийә пуқралириға қарита виза бәлгилимилирини чиңитти

норвегийә һөкүмити русийәниң украинаға қарши давамлаштуруватқан ишғалчи уруши сәвәбидин, русийә пуқралириниң норвегийәгә келишини чәкләш тәдбирлирини техиму чиңитишни қарар қилди.

2143500
норвегийә русийә пуқралириға қарита виза бәлгилимилирини чиңитти

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә әдлийә министири емили енгер мел (Emilie Enger Mehl) йазма байанат елан қилип, «украинаға қарши давамлаштуруватқан қанунсиз уруш сәвәби» түпәйлидин, русийә пуқралириниң норвегийәгә виза елиш рәсмийәтлирини чеңитиш қарари чиқарғанлиқлирини билдүрди.

қарар бойичә, норвргийәгә сайаһәт қилиш кәлмәкчи болғанлар йаки муһим сәвәблири болмиғанларниң таможнидин киришигә рухсәт қилинмайду. йеқин уруқ-туғқанлири норвегийәдә йашаватқан, норвегийәдә йаки шәнгәнгә әза дөләтләрдә оқуватқан русийәлик оқуғучилар буниң сиртида болиду.

норвегийә русийә билән чегра еғизи һесаблинидиған сторског (Storskog)  базиридин кәлгән русийәликләрниң ахбарат топлишидин әндишә қилмақта иди.

норвегийә даирилири русийәниң украина мудапиәсини аҗизлитиш үчүн йавропа дөләтлиридә қалаймиқанчилиқ пәйда қилишиниң, москваға пайдилиқ икәнликини билдүргән иди.

норвегийә истихбарати (PST) му украина үчүн қорал-йарағ йасаватқан норвегийә ширкәтлиригә қарши қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш тәһдитиниң күчийиватқанлиқини доклат қилған иди.

норвегийә 2007-йили русийә билән имзалиған виза келишимини украина уруши сәвәбидин 2022-йили 22-сентәбир тоңлитип қойди.

нато әзаси болған норвегийәниң шималий қутубта русийә билән узунлуқи 198 километир келидиған чеграси бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر